түркийә малида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң малидики көп тәрәплимә бир гәвдиләштүрүп муқимлаштуруш әтритигә қилинған террорлуқ һуҗумини әйиблиди.

1564048
түркийә малида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип: «малиниң тимбукту районида мәйданға кәлгән террорлуқ һуҗумида көп тәрәплимә бир гәвдиләштүрүп муқимлаштуруш әтритиниң пил чиши қирғиқилиқ төт әскириниң һайатидин айрилғанлиқи вә бәш әскәрниң йариланғанлиқидин қайғуруш ичидә хәвәр тепилди» дегәнләрни қәйт қилди.

пил чиши хәлқи вә һөкүмити тәзийә билдүрүлгәнликигә ишарәт қилинған байанатта: «биз бу террорлуқ қилмишини әйибләймиз. дост вә қериндаш пил чиши қирғиқи хәлқи вә һөкүмитигә сәмимий тәзийә билдүримиз, қаза қилғанларниң аилә - тавабиатлири вә туғқанлириға тәсәлли беримиз вә йаридарларға тез шипалиқ тиләймиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر