түркийә испартада сомали әскәрлирини тәрбийәлимәктә

түркийә армийәси сомалидин кәлгән 150 әскәргә һәрбий тәлим - тәрбийә беришни давамлаштурмақта.

1558107
түркийә испартада сомали әскәрлирини тәрбийәлимәктә

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи, түркийә билән сомали оттурисидики һәрбий тәлим – тәрбийә вә һәмкарлиқ келишиминиң роһиға асасән, меһман сүпитидә кәлгән 150 һәрбий хадимға «командир җәңчиләр асасий мәшиқи» қилдурулғанлиқини уқтурди.

дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, сомали армийәсидин 150 әскәрни тәрбийәләш хизмәтлириниң испартадики терроризмға қарши күрәш қилиш тәрбийәләш – тәтбиқлаш мәркизий қоманданлиқида давамлишиватқанлиқини билдүрди.

байанатта: «2020 – йили 21 – декабирда башланған тәлим – тәрбийә пиланланғини бойичә давамлашмақта» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر