чавушоғлу түрк кеңишиниң башлиқи билән көрүшти

дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңиши (түрк кеңиши) ниң баш катипи бағдад амрейев билән көрүшти.

1554957
чавушоғлу түрк кеңишиниң башлиқи билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, түрк кеңишиниң башлиқи бағдад амрейев вә йардәмчиси өмәр коҗаман билән көрүшкәнликини, учришишиниң «сәмиимий муһит астида өткәнлики» ни тәкитләп мундақ деди: «учришишимизда, <түрк дунйасиниң 2040 – йиллиқ истиратегийәлик нишани> вә <түрк кеңишиниң 2020 – 2025 – йиллиқ истиратегийәси> һәққидә музакирә елип бардуқ. түрк кеңишиниң келәр қетимлиқ башлиқлар йиғиниға биз саһибханилиқ қилимиз. җүмлидин, түрк кеңишини қоллашни изчил двамлаштуримиз.»

баш мәркизи истанбулға җайлашқан вә 2019 – йили әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан вә түркийә тәрипидин имзаланған «нәхчиван келишими» арқилиқ қурулған түрк кеңиши, түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр оттурисида маариптин содиғичә көплигән саһәләрдә һәмкарлиқни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүшни нишан қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر