п к к террорчилири қайил қилиш паалийәтлири нәтиҗисидә давамлиқ тәслим болмақта
қайил қилиш паалийәтлири нәтиҗисидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к дин қачқан йәнә 7 террорчи дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болди.
1551380

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, қайил қилиш паалийәтлири нәтиҗисидә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к дин қачқан йәнә 7 террорчи, түркийәгә кирип, дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болған.
байанатта тәкитлинишичә, тәслим болған мәзкур террорчилар, 2013 – 2018 – йиллири бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сепигә қетилған, түркийә, сүрийә вә ирақта террорлуқ паалийәтлирини елип барған.
шуниң билән, қайил қилиш паалийәтлири нәтиҗисидә, 1 – йанвардин тартип һазирғичә тәслим болған террорчиларниң сани 241 гә йәткән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

түркийәдә бүгүн 65йуқумланғучи қаза қилди
түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин65киши җенидин айрилди.