түркийә армийәси йеқинқи бир ай ичидә  29 даеш әзасини уҗуқтурди

йеқинқи бир ай ичидә дөләт ичи вә сиртидики һәрикәтләрдә  75 террорчи уҗуқтурулди.

1548533
түркийә армийәси йеқинқи бир ай ичидә  29 даеш әзасини уҗуқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, йеқинқи бир ай ичидә дөләт ичи вә сиртида  9 и чоң, 36 си оттура типлиқ җәмий 45 һәрикәт елип берилғанлиқи вә 75 террорчиниң уҗуқтурулғанлиқи билдүрүлди.

байанатта йәнә, сүрийәдики һәрикәт районлирида йеқинқи бир ай ичидә  29 даеш әзасини қошқанда, җәмий 177 террорчиниң уҗуқтурулғанлиқи тәкитләнди.

йәнә бир тәрәптин, ички ишлар министирлиқи елан қилған байанатта, йилдирим 16 сәһи орманлиқи һәрикити даирисидә, битлис йезисида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға тәвә 1 тонна 50 килогирам аммоний нитратниң қолға чүшүрүлгәнлики билдүрүлди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر