чавушоғлу билән ақар кийевда қирим татарлириниң вәкиллири билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән дөләт мудапиә министири хулуси ақар украинаниң пайтәхти кийевда қирим татарлириниң вәкиллири билән көрүшти.

1547680
чавушоғлу билән ақар кийевда қирим татарлириниң вәкиллири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу билән ақар, украиналиқ мәнсәпдашлири билән бирликтә өткүзидиған «2+2» форматсийәсидики йиғинға қатнишиш вә түрлүк учришишларни елип бериш үчүн украинаниң пайтәхти кийевға йетип барди.

кийевда қирим татарлириниң вәкиллири билән көрүшкән чавушоғлу билән ақар, бу даиридә қирим татарлириниң рәһбири вә украина парламент әзаси мустафа абдулҗәмил қиримоғлу, украина парламент әзаси вә түркийә достлуқ гурупписиниң мәсули рустәм умәров, украина парламент әзаси әхтәм чийгөз қатарлиқлар билән бир йәргә җәм болди.

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «қиримниң қанунсиз һалда ишғал қилинишини етирап қилмаймиз. қирим татар қериндашлиримизниң һәмишә йенидимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر