иранниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилди

иранниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси фәразмәнд түнүгүн кәчтә ташқи ишлар министирлиқиға чақирилди.

1544159
иранниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиға чақирилған иранниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси фәразмәндгә, иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәрифниң тивиттер учури, арқидин түркийәниң теһранда турушлуқ баш әлчиси дәрйа өрсниң иран ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилиши, түркийә вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тоғрисида асассиз сөзләрниң қилиниш арқилиқ иранда түркийәгә қарши өчмәнлик долқуниниң башлитилғанлиқи қатарлиқларға болған наразилиқлар йәткүзүлди.

мәнбәләрдә, фәразмәндгә оттуриға қойулған иғваларниң пүтүнләй рәт қилинидиғанлиқи, иран тәрәпниң түркийә тоғрисида һәрқандақ бир ишта биарамлиқ һес қилғанда уни йәткүзидиған қаналларниң мәвҗут болушиға қаримай, иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф биваситә һалда түркийәгә һуҗум қилишиниң қобул қилинмайдиғанлиқиниң билдүрүлгәнлики әскәртилди.

буниңдин башқа, бу хил усулниң түркийә билән иранниң қойуқ мунасивитигиму мас кәлмәйдиғанлиқи, униң пәқәт бу мунасивәтни бузмақчи болған тәрәпләргә пайдилиқ икәнлики тәкитләнди.

иран ташқи ишлар министирлиқи, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң алдинқи күни әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда оқуған шеири сәвәбидин, түркийәниң теһранда турушлуқ баш әлчиси дәрйа өрсни чақиртип, бу қилмишни қаттиқ әйибләйдиғанлиқини йәткүзгәниди.

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф тивиттерда учур һәмбәһриләп,  җумһур рәис әрдоған оқуған шеирниң иранниң земин пүтүнлүкигә зийанлиқ икәнликини илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر