түркийә армийәси ирақниң шималидики гара районида 4 террорчини уҗуқтурди
ирақниң шималидики гара районида бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к әзаси 4 террорчи уҗуқтурулди.

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң иҗтимаий таратқу һесабида елан қилинған байанатида, п к к ға қарши һәрикәтләрниң үнүмлүк вә кәскин һалда давамлишиватқанлиқи тәкитләнди.
байанатта, «ирақниң шималидики гара районида разведка вә көзитиш вастилири арқилиқ байқалған төт нәпәр п к к әзаси һава һәрикити арқилиқ уҗуқтурулди» дейилди.
бу арилиқта ички ишлар министирлиқиму қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә, терорлуқ тәшкилати п к к дин қечип түркийәгә кәлгән 5 нәпәр тәшкилат әзасиниң тәслим болғанлиқини билдүрди.
тәслим болған терорчиларниң 1995 - йилдин 2015 - йилғичә болған арилиқта терорлуқ тәшкилатиға қатнашқанлиқи, түркийә, сүрийә вә ирақта паалийәт қилғанлиқи, тәслим болғанлардин бириниң террорлуқ тәшкилатида 25 йил турғанлиқи ениқланди.
елип берилған қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә, 1 - йанвардин бүгүнгә қәдәр тәслим болған тәшкилат әзалириниң сани 223 кә йәтти.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

чавушоғлу киродийә пирезиденти тәрипидин қобул қилинди
ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу киродийә пирезиденти зоран миланович тәрипидин қобул қилинди.

түркийә малида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди
түркийә малида қораллиқ сақчи қисим нишан қилинған террорлуқ һуҗумини әйиблиди.