түркийә парс қолтуқи киризисини һәл қилиш тиришчанлиқлири тоғрисида байанат елан қилди

түркийә, парс қолтуқи районидики ихтилапни һәл қилишқа алақидар йеқинқи күнләрдики иҗабий өзгиришләргә йуқири баһа бәрди

1539913
түркийә парс қолтуқи киризисини һәл қилиш тиришчанлиқлири тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи парс қолтуқидики ихтилапни һәл қилиш урунушлири тоғрисида байанат елан қилип, «парс қолтуқи районида 2017  - йили ийундин буйан давамлишип кәлгән ихтилапни һәл қилиш йолида йеқинқи күнләрдики иҗабий өзгиришләрдин хушаллиқ һес қилмақтимиз. ихтилапни һәл қилиш үчүн һазирғичә сәмимий тиришчанлиқ көрситип кәлгән кувәйт рәһбәрликигә миннәтдарлиқ билдүримиз. биз мәзкур ихтилапниң кечиктүрүлмәстин, шундақла алдинқи шәртсиз дийалог арқилиқ һәл қилинишини вә қатарға йүргүзүлгән наһәқ муһасирә вә җазаларниң техиму узунға созулмастин ахирлаштурулушини үмид қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта, түркийәниң һазирғичә болуп кәлгинидәк буниңдин кейинму парс қолтуқи райониниң хәвпсизлик вә муқимлиқи үчүн күч чиқиришни давамлаштуридиғанлиқиға ишарәт қилинди.

сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, бәһрәйн вә мисирниң, 2017-йили 6-айниң 5-күни қатарниң «террорлуқ гуруппилирини қоллиған»лиқини илгири сүрүп барлиқ дипломатик мунасивәтни үзүши вә уни иқтисадий җәһәттин қамал қилишқа башлиши билән парс қолтуқи районида киризис пәйда қилғаниди.

кувәйт деңиз қолтуқи киризисидики тәрәпләр оттурисида мурәссә қилиш үчүн тиришчанлиқ көрсәткән болсиму, әмма мунасивәтниң нормаллишиши җәһәттә техи һечқандақ нәтиҗигә еришәлмиди.

кувәйт, парс қолтуқи киризисиниң һәр қайси тәрәплирини мурәссәләштүрүшкә күч чиқарған болсиму һазирғичә мунасивәтләрни нормаллаштуруш җәһәттә илгириләш һасил қилалмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر