сәлчуқ байрақтароғлу қатар армийәси баш иштаб башлиқи билән көрүшти

түркийә армийәси баш қоманданлиқ иштаби һәрбий хадимлар башқармиси башлиқи лейтинант генерал сәлчуқ байрақтароғлу, қатар армийәси баш иштаб башлиқи ғаним бин шаһин әлғаним билән қатарниң пайтәхти доһада көрүшти.

1538570
сәлчуқ байрақтароғлу қатар армийәси баш иштаб башлиқи билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: қатар рәсмий хәвәр агентлиқи – қна, пайтәхт доһада дөләт ишлири зийаритидә болуватқан сәлчуқ байрақтароғлуниң қатар армийәси баш иштаб башлиқи ғаним бин шаһин әлғаним билән көрүшүп, түркийә – қатар һәрбий һәмкарлиқи мунасивәтлири вә бу мунасивәтләрни гүлләндүрүш йоллири тоғрисида сөзләшкәнлкини хәвәр қилди.

хәвәрдә, учришишқа қатар армийәсиниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлириниңму ишитрак қилғанлиқи қәйт қилинди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи буниңдин илгири байанат берип, қатар – түркийә бирләшмә қисимлар қоманданлиқи қармиқида вәзипә өтәватқан түркийә әскәрлириниң, қатар алаһидә қисимлар қоманданлиқиниң командир җәңчилирини мәшиқ қилдуруватқанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر