п к к сепидики йимирилиш үзлүксиз давамлашмақта

қайил қилиш йоли арқилиқ тәслим болған террорчилар сани 218 гә йәтти.

1538801
п к к сепидики йимирилиш үзлүксиз давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи байанат берип, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзалириниң қайил қилиш хизмәтлири сайисида тәслим болушни давамлаштуруватқанлиқини уқтурди.

ички ишлар министирлиқи, министирлиқниң орунлаштурушиға асасән җамаәт хәвпсизлик баш идариси билән жандарма баш қоманданлиқи елип барған қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә, п к к/к җ к террорлуқ тәшкилатидин қачқан икки киши хәвпсизлик күчлиригә тәслим болғанлиқини уқтурди.

тәслим болған мәзкур террорчиларниң 2014 вә 2015 – йиллири тәшкилатқа қатнишип сүрийәдики паалийәтлиригә иштирак қилғанлиқиниң ениқланғанлиқи қәйт қилинди.

йеңидин тәслим болған мәзкур икки кишини қошқанда қайил қилиш хизмәтлири сайисида п к к/к җ к террорлуқ тәшкилатидин қечип тәслим болғанлар омумий сани 218 гә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر