әрдоған йеңи тәдбирләрни елан қилди

түркийә җумһур рәиси кабент йиғинини ахирлаштурғандин кейин, вухән вируси (Kovid-19) ға қарши туруш рамкисида йолға қойулидиған йеңи тәдбирләрни елан қилди.

1537089
әрдоған йеңи тәдбирләрни елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған кабент йиғинидин кейин, вухән вирусиға қарши туруш рамкисида йолға қойулидиған йеңи тәдбирләрни елан қилди.

йеңи тәдбирләр бойичә, һәптә ичи һәр күни әнқәрә вақти 21:00 дин саәт 05:00 кичә, һәптә ахирлири икки күн, йәни җүмә күнлири 21:00 дин дүшәнбә күнлири 05:00 кичә омумийүзлүк сиртқа чиқиш чәкләнди.

рәҗәп таййип әрдоған маарип, қатнаш вә мулазимәт саһәлиридә йолға қойулуватқан тәдбирләрниң кеңәйтилгәнликини әскәртти.

у дәсләпки қәдәмдә закас қилинған 50 милйон шишә ваксинани әмләш ишлириниң келәрки ай ичидә башлинидиғанлиқини қәйт қилди.

у йәнә, хәлқтин йуқумға қарши сәпәрвәрлик роһи билән һәрикәт қилишини тәләп қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر