«‹TRT World› мунбири» йиғини әрдоғанниң ечилиш нутиқи билән башлиниду
1 – 2 – декабир күнлири чақирилидиған « басқучидин кейинки хәлқаралиқ тәртип вә өзгиришчан динамикилар» темилиқ «‹TRT World› мунбири» йиғини, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң ечилиш нутиқи билән башлиниду.

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә радийо – телевизийә оргини (TRT) тәрипидин елан қилинған байанатта әскәртилишичә, дунйаниң охшимиған җуғрапийәлиридин рәһбәрләр, мутәхәссисләр, академиклар вә мәшһур затлар, 2020 – йиллиқ «‹TRT World› мунбири» йиғинида, «вухән вируси» басқучидин кейинки өзгиришчан дунйа күч тәңпуңлуқлирини чөридигән һалда муһакимә елип баридикән.
т р т тәрипидин 1 – 2 – декабир күнлири тор муһити астида чақирилидиған йиғин, шәрәп меһмини болған җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң ечилиш нутиқи билән башлинидикән.
«<вухән вируси> басқучидин кейинки хәлқаралиқ тәртип вә өзгиришчан динамикилар» темисида чақирилидиған йиғинда, дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, «дөләтләр ара мунасивәтләрдә <вухән вируси> басқучидин кейинки йеңи дәвр», санаәт вә технологийә ишлири министири мустафа варанк, «<вухән вируси> басқучидин кейинки мәзгилдә дунйа технологийәсиниң кечәлики» мавзулуқ олтурушларға қатнишип, йәр шари характерлик киризислар һәққидә муһакимә елип баридикән.
җумһур рәислик сарийи учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун дунйа күнтәртипи һәққидә сөз қилидиған йиғинда, җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим қалинму, «<вухән вируси> басқучида көп қутублуқ дунйа: йәр шари характерлик һәмкарлиқниң келәчики» темилиқ олтурушқа қатнишип, көз – қарашлирини оттуриға қойидикән.
«www.trtworldforum.com» интернет тор адресини зийарәт қилиш арқилиқ, 2020 – йиллиқ «‹TRT World› мунбири» йиғиниға тизимға алдурғили вә йиғин һәққидә техиму көп учурға еришкили болидикән.