ирақниң шималида  террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға аит ғар йәр билән йәксан қиливетилди.

1535663
ирақниң шималида  террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақниң шималидики һақуруқ районида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға аит 8 һуҗрилиқ бир ғар, ичидики турмуш буйумлири вә оқ – дорилар билән бирликтә йәр билән йәксан қиливетилди.  

бу арилиқта, сүрийәдә «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» районида һуҗумға өтүшкә тәййарлиниватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 2 террорчи бир тәрәп қилинди.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити районида, һузур вә тинчлиқ муһитини бузуш мәқситидә һуҗумға өтүшкә тәййарлиниватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси 2 террорчи, мувәппәқийәтлик һәрбий һәрикәт нәтиҗисидә бир тәрәп қилинди. районда тинчлиқ вә муқимлиқниң изчил давамлишиши үчүн, давамлиқ һәр түрлүк тәдбирләр елиниду.» 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر