чавушоғлу нато баш катипи билән телефонлашти
дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг билән телефонда көрүшти.
1534756

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған вә мәзмуни һәққидә мәлумат берилмигән байанатта, мундақ дейилди: «һөрмәтлик министиримиз мәвлүт чавушоғлу, шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг билән телефонда көрүшти.»
дипломатик мәнбәләрниң билдүрүшичә, икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, шәрқий ақдеңиз, тағлиқ қарабағ вә афғанистан мәсилилири һәққидә музакирә елип берилған.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

түркийәдә бүгүн 65йуқумланғучи қаза қилди
түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин65киши җенидин айрилди.