қайил қилиш васитиси арқилиқ йәнә бир террорчи  тәслим болди

қайил қилиш паалийәтлири нәтиҗисидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к дин қачқан бир террорчи дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болди.

1530064
қайил қилиш васитиси арқилиқ йәнә бир террорчи  тәслим болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, қайил қилиш паалийәтлири нәтиҗисидә дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болған террорчиниң, уда 7 йилдин буйан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сепидә вә сүрийәдә паалийәт елип барғанлиқи ениқлап чиқилған.

байанатта тәкитлинишичә, қайил қилиш паалийәтлири нәтиҗисидә, бу йил бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к дин қечип, дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болған террорчиларниң сани 203 кә йәткән.

бу арилиқта, сүрийәдә «‹ фират қалқини› һәрбий һәрикити» районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси 6 террорчи бир тәрәп қилинди.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «һузур вә бихәтәрлик муһитини бузуш үчүн <фират қалқини> һәрбий һәрикити райониға һуҗум қилишқа урунған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси 6 террорчи, уруш йардәм васитилири арқилиқ бир тәрәп қилинди.»

йәнә бир тәрәптин, сүрийәдин қанунсиз йоллар билән панаһлиқ тилигүчи аилиләрниң арисиға соқунуп киривелип, түркийә чеграсидин өткән, террорлуқ тәшкилати намидин  чоң вилайәтләрдә һуҗум қилиш пилани түзгән сүрийәлик 3 терорчи мардинда қолға чүшти.

терорчилар өткән чегра районлирида ахтуруш елип берилиш җәрйанида, сулйав халтидики бовақ закилириниң арисиға йошуруп қойулған туруба шәкиллик бомба қолға чүшүрүлди. терорчилар йолланған әдлийә тармақлири тәрипидин қолға елинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر