зап вә авашин районлирида 5 террорчи уҗуқтурулди

ирақниң шималидики зап вә авашин районлирида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 5 террорчи һава һуҗуми арқилиқ уҗуқтурулди.

1528291
зап вә авашин районлирида 5 террорчи уҗуқтурулди


түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, терорлуққа қәтий йол қойулмайдиғанлиқи тәкитлинип, «ирақниң шималидики зап вә авашин районлирида разведка вә көзитиш аппиратлири арқилиқ байқалған 5 нәпәр п к к террорчиси һава һәрикити арқилиқ уҗуқтурулди» дейилди.

байанатта йәнә, ахирқи бир террорчи уҗуқтурулғанға қәдәр һәрикәтләрниң давамлишидиғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر