шәнтоп вийеннада йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп австрийәниң пайтәхти вийеннада йүз бәргән террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

1520860
шәнтоп вийеннада йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: шәнтоп, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «бу кечә вийеннада йүз бәргән террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйибләймән. қайси шәкилдә вә қандақ мәқсәттә елип берилса берилсун, пуқралар нишан қилинған һәрқандақ шәкилдики зораванлиқ вәқәси терроризмдур, инсанийәткә қарши җинайәттур. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, терроризмға қарши күрәштә хәлқаралиқ һәмкарлиқ орнитиш қәтий сәл қарашқа болмайдиған бир мәҗбурийәткә айланди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر