түркийә – русийә ташқи ишлар министирлиқи вәкиллири москвада көрүшти

түркийә муавин ташқи ишлар министири сәдат өнал билән русийә пирезиденти виладимир путинниң оттура шәрқ вә  африқа алаһидә вәкили, қошумчә муавин ташқи ишлар министири михаил богданов москвада бир йәргә җәм болди.

1514474
түркийә – русийә ташқи ишлар министирлиқи вәкиллири москвада көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, богданов  билән өналниң, пайтәхт москвада бир йәргә җәм болуп, сүрийә вә ливийә мәсилилирини чөридигән һалда музакирә елип барғанлиқи, ливийәликләр ара сийасий, һәрбий вә иқтисадий саһәләрдики музакириләрдә илгириләш көрүлгәнлики қәйт қилинди؛ ливийәликләр ара дийалогниң, «берлин конферанси» вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 2510 – номурлуқ қарариға асасән орнитилишиниң зөрүрлүки  тәкитләнди.

сүрийә киризиси тоғрилиқму сөһбәт елип берилған учришишта, русийә билән түркийәниң, киризисни бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 2254 – номурлуқ қарариға асасән вә «астана мусаписи» даирисидә һәл қилиш йолидики һәмкарлиқиниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر