түркийә берлиндики җамә ахтурушини әйиблиди

түркийә германийә сақчилириниң пайтәхт берлиндики «мәвлана җамәси» ни ахтурушини қаттиқ әйиблиди.

1514372
түркийә берлиндики җамә ахтурушини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, берлиндики «мәвлана җамәси» дә җамаәт бамдат намизи үчүн топланған әснада, германийә сақчилириниң малийә мәсилилирини тәкшүрүш даирисидә җамәни ахтурғанлиқи әскәртилиш билән бир вақитта, җамәниң шәһәрдики әң қәдимки вә мәркизий ибадәтханилардин бири икәнлики тәкитлинип мундақ дейилди: «германийә сақчилириниң <мәвлана җамәси> ни ахтурушини қаттиқ әйибләймиз. бу қәбиһ һәрикәт арқилиқ ибадәт орунлириниң муқәддәсликигә көрситилишкә тегишлик сәзгүрлүккә сәл қаралған. сақчиларниң тәкшүрүшни баһанә қилип, җамәниң ичидә қончлуқ бәтинкилири билән айлиниши вә ибадәтханини мәйнәт қиливетишини қобул қилиш әсла мумкин әмәс. бу қәбиһ һәрикәтниң пикир вә ибадәт әркинлики мәсилисидә башқиларға вәз – нәсиһәттә болушни тәшәббус қилидиған бир дөләтниң пайтәхтидә оттуриға чиқиши толиму мәниликтур.»

ахтурушниң мусулман җәмийәткә қарши изаһат бериш мумкин болмайдиған бир һәрикәт икәнлики қәйт қилинған байанатта, йәнә мундақ дейилди: «бу ахтуруш германийәдә сани 5 милйонға йеқинлашқан мусулман җәмийәт дуч келиватқан гуманий қараш, айримчилиқ вә тәңсиз муамилиниң йеңи бир өрникидур. мусулманлар техиму көп чәткә қеқилмастин вә айримчилиққа дуч кәлмәстин бурун, мусулманларниң германийәниң айрилмас бир парчиси икәнликини, берлин даирилири идрак қилишлири керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر