ирақниң шималида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 6 террорчи бир тәрәп қилинди.

1512381
ирақниң шималида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «<пәнҗә – қаплан> һәрбий һәрикити даирисидә, ирақниң шималидики һафтанин районида 3, зап районида 3 болуп, җәмий 6 террорчи һава һуҗуми нәтиҗисидә бир тәрәп қилинди. һәрбий һәрикәтлиримиз әң ахирқи террорчи бир тәрәп қилинғанға қәдәр үзлүксиз давамлишиду.»

дөләт бихәтәрлик оргининиң ахбарати нәтиҗисидә елип берилған һәрбий һәрикәт давамида, үстидин «қизил рәңлик тутуш буйруқи» чиқирилған  бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң аталмиш метина районлуқ ахбарат мәсули әһмәд бал бир тәрәп қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر