җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әрсин татарни алаһидә тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «шималий қибрис түрк җумһурийитиниң җумһур рәисликигә сайланған әрсин татар әпәндини өзүм вә түрк миллити намидин тәбрикләймән» деди.

1511550
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әрсин татарни алаһидә тәбриклиди
ersin tatar.jpg
ersin tatar-erdogan.jpg
ersin tatar seçim.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған твиттер һесабидики учурида шималий қибрис түрк җумһурийитидә өткүзүлгән сайлам үстидә тохтилип, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң җумһур рәисликигә сайланған әрсин татар әпәндини өзүм вә түрк миллити намидин тәбрикләймән. түркийә қибрис түрк хәлқиниң һәқ - һоқуқиниң қоғдилиши үчүн зөрүр болған һәр қандақ тиришчанлиқларни көрситишни давамлаштуриду» деди.

әрдоған кейин йәнә , әрсин татар билән телефонда көрүшүп: «сизниң җумһур рәисликкә сайлинишиңизниң сизгә, шималий қибрис түрк җумһурийити хәлқигә вә қибрис дәвайимизға хәйрилик болушини үмид қилимән» деди.

җумһур рәислик учур – алақә идарисидин елан қилинған байанатқа асасланғанда, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған телефон сөһбитидә, қибрис түрклириниң демократик пишип йетилгәнликини пүткүл дунйаға йәнә бир қетим испатлиғанлиқини билдүргән.

әрсин татарниң җумһур рәисликидә, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң һәқ – һоқуқ вә адаләт күришини өз  -өзигә болған  қәтий ишәнч вә мувәппәқийәт билән давамлаштурудиғанлиқиға толуқ ишинидиғанлиқини билдүргән җумһур рәис әрдоған, әрсин татарниң баш министирлиқи дәвридә, шәрқий ақдеңиздики һидро карбон паалийәтлири вә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң тәрәққийати қатарлиқ һәр саһәдә көрсәткән инақ һәмкарлиқини йәнә қәтий ирадә билән давамлаштуридиғанлиқиға  ишинидиғанлиқини тилға алған.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийә вә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң буниңдин кейинки мәзгилдиму қибрис мәсилисини һәл қилиш үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқини тәкитлигән.

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәисликигә сайланған әрсин татарни йәнә, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәиси мустафа шәнтоп, муавин җумһур рәис фуат октай вә җумһурийәт хәлқ партийәси рәиси кәмал киличдароғлуму тивиттерда учур тарқитип алаһидә тәбриклиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر