төт вилайәттә «13-чақмақ» һәрикити башланди

түркийә ички ишлар министирлиқи ширнак, сиирт, ван вә һаккари қатарлиқ вилайәтләрдә «13-чақмақ» һәрикитини башлиди.

1509548
төт вилайәттә «13-чақмақ» һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: 2миң 512 хадим қатнашқан һәрикәт, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң қиш пәслидин бурунқи һәрикәт иқтидарини вә панаһлинишини битчит қилиш, дөләт ичидики учур-алақә иқтидарини йоқатқан тәшкилатниң, мәзкур иқтидарға иккинчи қетим еришәлмәсликини капаләткә игә қилиш вә дөләт ичдики мәвҗутлуқини пүтүнләй йоқитишни мәқсәт қилиду.

мәмликәт ичидә террорлуқни пүтүнләй йоқитиш үчүн 2020-йили 13-ийулда башланған «чақмақ» һәрикәтлири даирисидә, бүгүнгичә җәмий 124 террорист бир тәрәп қилинди, 53 һәмкарлашқучи тутулди, 190 өңкүр, панаһлиниш җайи вә искилат битчит қилинди.

һәрикәтләрдә, нурғун қорал-йарағ, йемәк-ичмәк вә турмуш буйумлири қолға чүшүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر