«<тинчлиқ булиқи> һәрикити» һәққидә синлиқ учур тарқитилди

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи сүрийәдә « һәрбий һәрикити» елип берилғанлиқиниң биринчи йиллиқии мунасивити билән синлиқ көрүнүшләргә орун берилгән учур һәмбәһирлиди.

1506097
«<тинчлиқ булиқи> һәрикити» һәққидә синлиқ учур тарқитилди

түркийә авази радийоси хәвири: министирлиқниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған синлиқ учурида мундақ дейилди: «мислисиз қәһриманлиқ вә пидакарлиқ билән ишқа ашурулған <тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикитиниң биринчи йиллиқи мунасивити билән әзиз шеһитлиримизни чәксиз иптихарлиқ һәм миннәтдарлиқ туйғуси ичидә йад етимиз, қәһриман ғазилиримизға миннәтдарлиқ билдүримиз.»

учурда йәнә, райондики сүрийәликләргә өз земинлирида һузурлуқ вә тинч – аман йашишишиға тиләкдашлиқ билдүрүлди.

учурдин орун алған, «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити»  вә районда ишқа ашурулған инсанпәрвәрлик йардәм паалийәтлиригә алақидар көрүнүшләргә мунасивәтлик видеода, һәрбий һәрикәт даирисидә ениқлап чиқилған партлатқучлар, панаһ җайлар вә тунелларниң бир – бирләп йәр билән йәксан қиливетилгәнлики тәкитләнди. шуниң билән бир вақитта, һәрбий һәрикәт даирисидә террорчилар увисиға айландурувалған 86 җамә билән 7 черкавниң ремунт қилинип, ибадәткә ечиветилгәнлики әскәртилип мундақ дейилди: «сүрийәлик қериндашлиримиз өз ихтийарлиқи билән бихәтәр һалда өз йурт – маканлириға қайтти. террорчилар зийан йәткүзгән өйләр ремунт қилинип, әслигә кәлтүрүлди. террорчилар талапәт йәткүзгән 400 мәктәптә нөвәттә  35 миңдин артуқ оқуғучи оқумақта.»

видеониң ахирида, «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» арқилиқ сүрийәдә тинчлиқ вә муқимлиққа қарита үмид учқунлириниң қайтидин чақниғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر