әрдоған кувәйткә қарап йолға чиқти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә һәмраһлиқидики һәйәт олтурған «түр» маркилиқ мәхсус айропилан түркийә вақти саәт 9 дин 40 минут өткәндә пайтәхт әнқәрәдики әсәнбоға айродурумидин кувәйткә қарап йолға чиқти.

1504319
әрдоған кувәйткә қарап йолға чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә һәмраһлиқидики һәйәт олтурған «түр» маркилиқ мәхсус айропилан түркийә вақти саәт 9 дин 40 минут өткәндә пайтәхт әнқәрәдики әсәнбоға айродурумидин кувәйткә қарап йолға чиқти.

җумһур рәис әрдоғанни айродурумдин җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай вә башқа алақидар әмәлдарлар үзитип қойди.

әрдоғанға икки дөләтни өз ичигә алидиған зийарити җәрйанида хәзинә вә малийә ишлири министири бәрат албайрақ, йашлар вә тәнтәрбийә ишлири министири мәһмәт қасапоғлу, дөләт мудапиә министири хулуси ақар, миллий истихбарат идариси башлиқи һақан фидан, җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун вә җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин қатарлиқлар һәмраһ болиду.

җумһур рәис әрдоған кувәйт зийарити даирисидә, кувәйтниң мәрһум әмири шәйх сабаһтин кейин бу вәзипини үстигә алған йеңи әмир шәйх нәвваф әләһмәд әлҗабир әссабаһ билән көрүшүп тәзийә билдүриду.

икки рәһбәрниң учришишида, икки дөләт мунасивәтлири һәрҗәһәттин әтраплиқ музакирә қилиниду вә районға алақидар мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر