әрдоған ваксина тоғрисида хуш хәвәр бәрди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вухән вируси (Kovid-19) ға қарши йәрлик ваксина тәтқиқатлирида хелила йуқири сәвийәгә келингәнликини билдүрди.

1503289
әрдоған ваксина тоғрисида хуш хәвәр бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған кабент йиғинидин кейин муһим байанатларни елан қилди.

у охшимиған 13 ваксина тәтқиқатлиридин бәшиниң, адәм бәдинидә синақ қилиш басқучиға йеқинлашқанлиқи хуш хәвирини бәрди.

у ул-әслиһәси уйғун болған бир ширкәтниң айда 20 милйон ваксина ишләпчиқириш иқтидариға игә икәнликини билдүрүп: «иккинчи ширкитимиз ишләпчиқириш асасини тамамлиши билән, бу рәқәм айда 50 милйонниң үстигә чиқиду. адәм бәдини үстидә синақ қилиш үчүн алдимиздики ай миң данә ваксина ишләпчиқирилиду» деди.  

у вухән вирусиға қарши туруш даирисидә вақитлиқ тохтитилған нормал оқу-оқутуш хизмәтлири үстидиму тохталди.

у башланғуч мәктәп 2-3- вә 4-синип, толуқсиз 8-синип вә толуқ оттура 12-синип оқуғучилириниң, тазилиқ, маска, иҗтимаий мусапә қаидәлиригә риайә қилинған һалда дәрс башлайдиғанлиқини қәйт қилди.

башланғуч мәктәп 1-синип оқуғучилири буниңдин хели бурунла дәрс башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر