ковид-19 ға қарши йәрлик ваксина тәтқиқати, инсанлар үстидә синақ қилиш басқучиға қәдәм қойди

фәхрәттин коҗа текирдағ капақлидики кочак дора ишләпчиқириш муәссисәсидә ковид -19 ға қарши күрәш даирисидә, йәрлик ваксина тәтқиқати елип бериливатқан тәҗрибиханида тәкшүрүштә болди вә алақидар мәсуллардин хизмәтләр һәққидә мәлумат алди.

1502331
ковид-19 ға қарши йәрлик ваксина тәтқиқати, инсанлар үстидә синақ қилиш басқучиға қәдәм қойди

түркийә авази радийоси хәвири:сәһийә министири фәхрәттин коҗа тәкшүрүштин кейин, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән йанфони арқилиқ синлиқ көрүшүп, хизмәтләр һәққидә мәлумат бәрди.

сәһийә министири фәхрәттин коҗа җумһур рәис әрдоғанға ковид -19 ға мунасивәтлик 13 йәрлик ваксинадин үчиниң һайванлар үстидә синақ қилиш хизмәтлирини мувәппәқийәтлик тамамлап, инсанлар үстидә синақ қилиш басқучиға кәлгәнликини тоғрисида хуш хәвәр бәрди.

җумһур рәис әрдоғанму: «тәбрикләймиз, барлиқ достлиримға өзүм вә миллитим намидин алаһидә миннәтдарлиқимни билдүримән. қисқа вақит ичидә ишләпчиқиришниң башлинишини вә бу мәһсулат билән биргә инсанларға ваксина әмләш җәрйаниниңму башлинишини үмид қилимиз. биз бу ваксина арқилиқ кесәллиримизниң санини төвәнлитип,  кәлгүсимизни капаләткә игә қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر