әрдоған: бирму айалниң зораванлиққа учришини қәтий қобул қилалмаймиз
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «дөлитимиздики бирму айалниң зораванлиққа учришини һәргиз қобул қилалмаймиз» деди.
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, бирләшкән дөләтләр тәшкилати 75 - нөвәтлик омумий кеңиши тәрипидин уйуштурулған «4 - нөвәтлик айаллар йиғининиң 25 йиллиқини хатириләш йуқири дәриҗилик паалийити» гә син көрүнүшлүк телеграмма арқилиқ қатнашти.
«түркийә болуш сүпитимиз билән, биз йеқинқи йилларда айалларниң иҗтимаий турмуштики ролини күчәйтиш үчүн тарихий қәдәмләрни ташлидуқ. <күчлүк айал, күчлүк аилә, күчлүк җәмийәт> пиринсипини бойлап, айаллар вә қизларниң маарипи билән айалларниң әмгәк күчигә қатнишишиға илһам бәрдуқ» дегән әрдоған, айалларға қаритилған зораванлиққа қарши туруш хизмәтлири тоғрисидиму тохтилип, «биз айалларға қаритилған зораванлиққа қарши туруш күришимизни көп тәрәплимилик, бир пүтүнлүк вә қәтий йол қоймаслиқ пиринсипиға асасән елип бериватимиз. биз һәтта дөлитимиздики бирму айалниң зораванлиққа учришини, униң һәққи, һоқуқи вә иззәт – һөрмитиниң дәпсәндә қилинишини һәргиз қобул қилалмаймиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.