әрдоған түркийәниң 2 миң йиллиқ тарихий асасқа игә дөләт икәнликини тәкитлиди

әрдоған: «түркийә җумһурийити икки миң йиллиқ тарихий асасқа игә қәдимий бир дөләттур» деди.

1493832
әрдоған түркийәниң 2 миң йиллиқ тарихий асасқа игә дөләт икәнликини тәкитлиди
erdoğan
Erdoğan.2.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип тивиттер һесабида һәл қилиш чариси вә дийалогни тәкитләйдиған бир учур һәмбәһирләшти.

әрдоған һәр бир сәмимий чақириққа қулақ селип, дипломатийәгә орун һазирлаш вә дийалог арқилиқ һәммәйлән утуққа еришәләйдиған бир һәл қилиш чариси тепиш нийитидә икәнликини билдүрди.

әрдоған: « түркийә җумһурийити икки миң йиллиқ тарихий асасқа игә қәдимий бир дөләттур. һечбир чүшкүнлүккә гириптар болмастин, барлиқ мусапиләрни иззәт-һөрмитимиз билән ешип, тәрсаларчә иғвагәрчиликләргә қәтий писәнт қилмай кәлмәктимиз. биз барлиқ достанә, сәмимий чақириқларға қулақ селип, дипломатийәгә мумкин қәдәр орун йаритиш вә мәсилиләрни дийалог йоли арқилиқ һәммәйлән утуққа еришәләйдиған һәл қилиш чарисиға игә қилиш нийитидимиз. биз дөлитимизниң бир тамчә  суйи вә бир сантиметир земининиму мушу нишан билән  ахириғичә қоғдашни давамлаштуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر