мардин вә ширнақта үч террорчи тәслим болди

мардин вә ширнақта террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 3 террорчи қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә хәвпсизлик күчлиригә тәслим болди.

1493560
мардин вә ширнақта үч террорчи тәслим болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи байанат берип, ички ишлар министирлиқиниң маслаштуруши билән җамаәт хәвпсизлики баш идариси вә жандарма баш қоманданлиқи тәрипидин елип бериливатқан қайил қилиш хизмәтлири сайисида террорлуқ тәшкилатиға 2014 вә 2015 – йиллири қатнашқанлиқи ениқланған 3 террорчи мардин вә ширнақта хәвпсизлик күчлиригә тәслим болғанлиқини уқтурди.

байанатта, мушу йилниң бешидин буйан террорлуқ тәшкилатидин пәқәт қайил қилиш йоли арқилиқла айрилип тәслим болған террорчи саниниң 157 гә йәткәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر