сүрийәдә 11 террорчи бир тәрәп қилинди

сүрийәниң тинчлиқ булиқи вә фират қалқини һәрбий һәрикити районлирида оқ чиқирип соқунуп киришкә урунған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г әзаси 11 террорчи бир тәрәп қилинди.

1490904
сүрийәдә 11 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат берип, тинчлиқ булиқи вә фират қалқини һәрбий һәрикити районлириниң хатирҗәмликини бузулуши, аманлиқиниң зийанға учришиға йол қойулмайдиғанлиқини уқтурди.

байанатта, «хатирҗәм вә тинч вәзийәткә бузғунчилиқ қилиш үчүн тинчлиқ булиқи вә фират қалқини һәрбий һәрикити районлириға оқ чиқарған вә соқунуп киришкә урунған п к к / й п г әзаси 11 террорчи қәһриман командир җәңчилиримиз тәрипидин бир тәрәп қилинди. районниң тинч, хатирҗәм муһитиниң бузулушиға йол қоймаймиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر