қалин обрайн билән көрүшти

җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим қалин америка қошма иштатлири дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси роберт обрайн билән телефонда көрүшти.

1484535
қалин обрайн билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи байанат ишлири ишханисиниң билдүрүшичә, икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, түркийә – америка мунасивәтлири, шәрқий ақдеңиздики өзгиришләр вә районлуқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип берилған. шуниң билән бир вақитта, түркийәниң шәрқий ақдеңизда сүркилиш тәрәпдари әмәслики, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниңму һәмишә тәкитләп келиватқинидәк, районда байлиқ мәнбәлиридин адил бәһримән болуш миханизими орнитиш лазимлиқи оттуриға қойулған.

телефон сөһбитидә йәнә, гиретсийәниң сүркилишни барғансери әвҗ алдуруватқан вә хәлқара қанунни йоққа чиқириватқан бир тәрәплимилик һәм һәқсиз тәләплирини қобул қилғили болмайдиғанлиқи, киризисни сийасий йоллар арқилиқ һәл қилиш земини һазирлаш үчүн, бундақ позитсийәләрдин йирақ турушниң зөрүрлүки тәкитләнгән. шуниң билән бир вақитта, әнқәрәниң, түркийә вә қибрис түрклириниң шәрқий ақдеңиздики һәқ – һоқуқлири һәм түп мәнпәәтлирини җан тикип қоғдаш мәсилисидә ирадисиниң қәтийлики, ақдеңизниң бир тинчлиқ деңизи болуши үчүн һәр түрлүк тиришчанлиқни көрситидиғанлиқи қәйт қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر