учқучисиз һуҗумчи һава аппарати мувәппәқийәтлик синақ қилинди
учқучисиз һуҗумчи һава аппаратиниң иккинчи модели, чорлу һава мәйдан қоманданлиқ иштабидики байрактар акинҗи учуш вә тәлим-тәрбийә мәркизидә мувәппәқийәтлик синақ қилинди.

түркийә авази радийоси хәвири: байкар (байрактар кардәшләр) (байрақдар қериндашлар) тәрипидин йәрлик вә миллий имканийәтләр билән тәрәққий қилдурулған байрактар акинҗи тиһа (TİHA) (учқучисиз һуҗумчи һава аппарати) иккинчи модели, чорлу һава мәйдан қоманданлиқ иштабиға җайлашқан байрактар акинҗи учуш вә тәлим-тәрбийә мәркизидики иккинчи учуш синиқини мувәппәқийәтлик ахирлаштурди.
байрактар тәрипидин елан қилған байанатқа асасланғанда, байрактар акинҗи тиһаниң иккинчи модели байрактар техник мудири сәлчук байрактарниң башқурушида әмәлгә ашурулған синақта, тәхминән 6.1 километир егизликтә икки саәт 26 минут асманда қалди.
көк йүзидә әмәлгә ашурулған синақлардин кейин қилинған иккинчи қетимлиқ синақму мувәппәқийәтлик ахирлашти.
байрактар акинҗи тиһа тунҗи синиқини 2019-йили 6-декабир қилған болуп, җәмий 16 минут учқан иди. 2020-йили 10йанварму системини тоғрилаш синиқи үчүн 1 саәт 6 минут учқан иди.
йил ахириғичә тапшурулуши пилан қилинған байрактар акинҗи тиһа лайиһәсиниң үчинчи моделини маслаштуруш басқучи байрактар миллий сиһа тәтқиқ вә йасаш мәркизидә давам қилмақта. бу басқуч ахирлашқандин кейин синақ учушлирини әмәлгә ашуруш үчүн чорлу һава мәйдан қоманданлиқ иштабиға әвәтилиду.