ирақниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

ирақниң шималидики зап районида һуҗумға өтүшкә тәййарлиниватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси икки террорчи бир тәрәп қилинди.

1475550
ирақниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «ирақниң шималидики зап районида чарлаш вә көзитиш васитлири арқилиқ һуҗумға өтүшкә тәййарлиниватқанлиқи ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси икки террорчи һава һуҗуми нәтиҗисидә бир тәрәп қилинди.»

йәнә бир тәрәптин, ички ишлар ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, ички бихәтәрликни қоғдаш һәрбий һәрикәтлири даирисидә, һаққари вилайитиниң мәркизий наһийәсиниң қавақли йезисида, вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштабиға қарашлиқ алаһидә қисимлири вә вилайәтлик җамаәт хәвпсизлики баш идарисиға қарашлиқ қораллиқ сақчи қисим алаһидә әтрәтлири тәрипидин террорчиларға зәрбә бериш һәрикәтлири ишқа ашурулған, бу җәрйанда бир террорчи бир тәрәп қилинған болуп, районда террорчиларға зәрбә бериш һәрикәтлири үзлүксиз давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر