әрәб дөләтлиридә түркийәни қоллаш һәрикити башланди

әрәб дөләтлиридә иҗтимаий таратқуларда башланған түркийәни қоллаш сәпәрвәрлик һәрикити диққәт қозғашқа башлиди.

1472921
әрәб дөләтлиридә түркийәни қоллаш һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: кувәйтлик академик вә үммәт партийәсиниң башлиқи пирофессор доктор һаким әлматайрини өз ичигә алған әрәб дөләтлиридики нурғун киши, «түркийәни қолла», «түркийә сән йалғуз әмәс» вә «мусулманлар түркийәни қоллайду» дегәндәк хәткүчләр билән башланған сәпәрвәрлик һәрикитини қоллиди.

түркийәдә йашайдиған әрәбләр тәрипидин қурулған әрәб-түрк тәшкилатлиридин башқа, әрәб дөләтлиридики иҗтимай тәшкилатларму сәпәрвәрлик һәрикитини қоллиди.

түркийәни иқтисадий җәһәттин қоллаш тәкитләнгән сәпәрвәрлик һәрикитидә, «түркийәни қоллаш, үммәткә йардәм қилғанлиқ» дегән хәткүч алаһидә диққәт қозғиди.

«нафизәт иқтисад» (иқтисад пәнҗириси) намлиқ хәвәр бетиниң башқурғучиси емани муһәммәд, һәр даим түркийәни вә түркийә һөкүмитини қоллап кәлгәнликлирини әскәртип, мәзкур сәпәрвәрлик һәрикитиниму қоллиғанлиқлирини қәйт қилди.

у әрәб дөләтлиридики миңларчә кишиниң түркийәдики иқтисадий тәрәққийатқа һәйран болғанлиқи үчүн, бу дөләттә йашашни таллиғанлиқини билдүрүп: «түркийә йеқинқи йилларда даим мәзлумларни қоллайдиған дөләт болуш сүпитидә алдинқи орунға чиқти» деди.

әнәс тәлфуһ твиттерда: «түркийә һәр бир шәрәплик мусулманниң йүрикидин орун алған. ундақ болса, барлиқ мусулманларниң иззити болған түркийәни қоллаш керәк» деди.

һәқниң вә түркийәниң йенида икәнликлирини тәкитлигән сара әлгамириму твиттерда: «биз тоғрини қоллишимиз керәк. тоғрини қоллаш вә зулумни йоқитиш үчүн түркийәни қоллаймиз» деди.

твиттердики «221 мустафа» исимлик киши өзиниң ирақлиқ икәнликини билдүрүп, мусулманларниң йенида болған муддәттә түркийәни қоллайдиғанлиқини тәкитлиди.

йеқинқи мәзгилләрдә, түркийәниң шәрқий ақдеңизда дуч кәлгән бесимлар вә түркийә иқтисадиға қилинған һуҗумлар сәвәбидин түркийәни йахши көридиған әрәбләрниң мушундақ сәпәрвәрлик һәрикитини башлиғанлиқи қәйт қилинмақта.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر