түркийә абу даби билән болған дипломатийә мунасивитини тоңлитиши мумкин

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң абу даби һөкүмити билән дипломатик мунасивәтләрни тоңлитишқа охшаш қәдәмләрни ташлиши мумкинликидин бешарәт бәрди.

1473087
түркийә абу даби билән болған дипломатийә мунасивитини тоңлитиши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бүгүн (2020-йили 14-авғуст) истанбулда җүмә намизидин кейин, мухбирларниң зийаритини қобул қилип күнтәртиптики мәсилиләр үстидә тохталди.

у әрәб бирләшмә хәлипиликиниң исираилийә билән болған мунасивәтлирини нормаллаштуруш келишими һәққидә мундақ деди:

«исираилийә билән, мисир йаки гиретсийә оттурисидики һәмкарлиқ, пәләстингә қарита көз йумуп өткүзүветидиған мәсилә әмәс. абу даби һөкүмити билән, болупму дипломатик мунасивәтләрни тоңлитиш йаки баш әлчимизни чақиришқа охшаш қәдәмләрни ташлишимиз мумкин. пәләстин хәлқини қоллаймиз. пәләстинни һәргиз ташлап бәрмидуқ, һәм бәрмәймиз» деди.

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу шивейтсарийә ташқи ишлар министири игназийо касис (Ignazio Cassis) билән көрүшкәндин кейин, қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

мәвлүт чавушоғлу исираилийә-әрәб бирләшмә хәлипилики келишимигә болған наразилиқини билдүрүп: «бу келишим пәләстин дәвасиға хизмәт қилмайду. пәләстинни аҗизлитиш үчүн ойун ойнаватиду. әрәб бирләшмә хәлипилики районниң муқимсизлиқи үчүн тиришиватиду, өзиниң мәнпәәтлири үчүн пәләстин дәвасиға хийанәт қиливатиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر