түркийә п к к мәсилисидә ирақни агаһландурди

түркийә, дөлитидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к унсурлириға қарши чарә – тәдбирләрни йолға қойушниң ирақниң мәсулийити икәнликини билдүрди.

1472205
түркийә п к к мәсилисидә ирақни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң ирақтики мәвҗутлуқи һәққидә байанат елан қилип, «йиллардин буйан ирақтики ува салған җайлардин пайдилинип дөлитимизгә һуҗум қилип келиватқан п к к террорлуқ тәшкилати, ирақниң игилик һоқуқи, земин пүтүнлүки, бихәтәрлики вә муқимлиқиғиму доел елан қилмақта. дөлитидики п к к унсурлириға қарши тегишлик чарә – тәдбирләрни йолға қойуш алди билән ирақниң мәсулийитидур. бу җәһәттә дөлитимиз ирақ билән һәмкарлиқ орнитишқа тәййар. бирақ, ирақтики п к к мәвҗудийитигә көз йүмүш давамлашқан тәқдирдә, дөлитимиз чегралириниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн қәйәрдә болушидин қәтийнәзәр тегишлик тәдбирләрни һазирғичә болуп кәлгинидәк буниңдин кейинму елишқа қадирдур. ирақни бу җәһәттә тегишлик қәдәмләрни ташлашқа, бу әһвални пурсәт дәп билип дөлитимизни асасисиз әйибләватқан башқа бәзи дөләт вә район характерлик тәшкилатларниму террорчиларға илһам беришкә вә терроризмға қарши күрәшкә қош өлчәм бойичә муамилә қилишқа хатимә берип, пиринсипал позитсийә билдүрүшкә чақиримиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر