шималий ирақта бир аманлиқ қоғдиғучиси шеһит болди

түркийә дөләт ичи - сиртида п к к террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәшни қәтий тәврәнмәстин үзлүксиз давамлаштурмақта...

1471996
шималий ирақта бир аманлиқ қоғдиғучиси шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақниң шималидики террорчиларниң увилирини чувуп ташлаш мәқситидә елип бериливатқан йолвас пәнчиси һәрбий һәрикити җәрйанида йариланған бир аманлиқ қоғдиғучиси, 5 – авғусттин буйан давалиниватқан дохтурханида шеһит болди.

йәнә бир тәрәптин түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи, фират қалқини (сүрийәниң шимали) районида, соқунуп кирип һуҗум қилишқа урунған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г әзаси икки террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.

министирлиқ йәнә, зәйтун шехи һәрбий һәрикити райони (сүрийәниң африн вилайити)да террорлуқ паалийити билән шуғулланғанлиқи ениқланған п к к / й п г әзаси 20 террорчиниң назарәт астиға елинғанлиқини билдүрди.

түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи болса, һаккариниң йүксәкова наһийәси аландүз районида жандарма қисимлириниң қуруқлуқ вә һавадин елип барған зәрбә бериш һәрикитидә 3 террорчиниң қораллири билән бирликтә бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر