түркийә - әзәрбәйҗан бирләшмә маневири давам қилмақта

әзәрбәйҗан вә түркийә армийәлириниң әзәрбәйҗанда башлиған бирләшмә һәрбий маневири - «тураз бүркүти- 2020» давамлашмақта.

1469201
түркийә - әзәрбәйҗан бирләшмә маневири давам қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатиға қариғанда , түркийәниң F-16 айропиланлири билән әзәрбәйҗан уруш айропиланлири маневир җәрйанида сенарийәгә асасән кечә- күндүз учуп түрлүк вәзипиләрни иҗра қилған.

өзара һәмкарлишип һәрикәт қилиш имканийәтлирини өгиниш билән бирликтә, қутқузуш паалийәтлири, һавада туруп йәрдики нишанларни йоқитиш дегәндәк вәзипиләр орунланған маневир җәрйанида, айропиланлар тосуш , һемайә қилиш вә һуҗум қилиш қатарлиқ вәзипиләрниму орундимақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر