қалин айасофйа җамәсидә 30 дөләтниң баш әлчисини күтүвалди

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин түнүгүн түркийәдә вәзипә өтәватқан һәрқайси әлләрниң баш әлчилири билән бирликтә айасофйаи кәбир җамии шәрифни зийарәт қилди.

1468952
қалин айасофйа җамәсидә 30 дөләтниң баш әлчисини күтүвалди

түркийә авази радийоси хәвири: ибраһим қалин, айасофйа җамәсиниң һойлисида баш әлчиләрни күтүвелип сөһбәтләшти вә уларға айасофйа һәққидә мәлумат бәргәндин кейин бирликтә җамәгә кирди.

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин билән баш әлчиләр җамәниң ичидә аилә рәсимигә чүшти. пәләстин баш әлчиси фаед мустафа вә башқа бир қисим баш әлчиләр җамәдә намаз өтиди.

баш әлчиләр билән бирликтә җамәниң йуқири қәвитидики ремонт хизмәтлири давамлишиватқан җайларни екскурсийә қилған қалин, «зийарәт җәрйанида баш әлчиләргә җамәниң тарихи тоғрисида қисқичә мәлумат бәрдуқ» деди.

ибраһим қалин, 30 дөләтниң баш әлчиси билән айасофйа җамәсини екскурсийә қилғандин кейин мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

айасофйаниң аридин 86 йил өткәндин кейин җамәгә айландурулушиниң наһайити муһим бир тарихий вәқә икәнликини, буниң хәлқарадиму тәсир пәйда қилғанлиқини әскәрткән қалин, бу йәрдики хизмәтләрни көрситиш мәқситидә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң йолйоруқиға асасән қиммәтлик баш әлчиләрни тәклип қилғанлиқлирини билдүрди.

айасофйаниң җамә болуши билән бирликтә тарихий вә мәдәнийәт мираслиқи салаһийитиниң, шундақла кимликиниң муһапизәт қилинидиғанлиқини тилға алған қалин, топкапи сарийида меһман баш әлчиләргә кәчлик зийапәт бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر