әрдоған хирошимадики хатириләш мурасимиға тәбрик видеоси әвәтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иккинчи дунйа урушида хирошимаға атом бомбиси ташланғанлиқиниң 75-йиллиқини хатириләш мунасивити билән әвәткән видеосида: «хирошима, хаталиқни тәкрарлимаслиқтәк қәтий ирадимизниң нишаниси болуши керәк» деди.

1468061
әрдоған хирошимадики хатириләш мурасимиға тәбрик видеоси әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: 1945-йили 6-авғуст йапонийәниң хирошима шәһиригә ташланған атом бомбиси сәвәбидин җенидин айрилғанлар вә йариланғанлар үчүн шәһәрдики тинчлиқ хатирә бағчисида, хатириләш мурасими өткүзүлди.

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған мурасимға әвәткән видеосида, хирошимаға атом бомбиси ташланғанлиқиниң, инсанийәт тарихиниң әң қараңғулуқ күнлиридин бири икәнликини алаһидә тәкитлиди.

у хирошима қурбанлириға тәзийә билдүрүп: «дост йапонийә хәлқигә сәвр тиләймән. 75 йилдин буйан йүрәклиридики дәртлирини йоқитишқа тиришиватқан дәртмәнләрниң йеқин-йоруқлириға сәвр тиләймән» деди.

у: «бу вәқәдин савақ елишта мувәппәқийәт қазинишқа мәҗбурмиз. тинчлиқ хатирә бағчисиға тикләнгән абидәгә ойулғандәк, хирошима < хаталиқни тәкрарлимаслиқ> қәтий ирадимизниң нишаниси болуши керәк» деди.

у шәһәргә атом бомбиси ташланғанда икки йашта болған вә йариланғандин кейин 10 йил йашиған, хирошиманиң тәсиригә учриған балиларниң символиға айланған садако сасакини хатирилитип: «онларчә тирагедийәләргә қаримай, сүрийәдә, йәмәндә, пәләстиндә балилар давамлиқ өлмәктә вә урушниң барлиқ йүкиниң азабини чәкмәктә. өлүм уларни мусапир қолвақлирида, мәктәптики чеғида, кочида вә бәзидә өзини әң бихәтәр һес қилидиған анилириниң қучиқида тапмақта. бу дәртләрниң йәнә бир қетим йүз бәрмәслики үчүн, балилиримиз вә әвладлиримиз үчүн <йәнә бир қетим һәргиз>» деди.

у видеодики сөзини түркийә шаири назим һикмәтниң «ишикиңларни чекимән, һәдә, таға, имза қойуңлар. балилар өлтүрүлмисун, улар кәмпүт йисун» дәп ахирлаштурди.

мурасимға, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға вакалитән түркийәниң токйодики баш әлчиси һәсән муратмәрҗан вә униң һәмраһлиқидики һәйәт қатнашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر