гиретсийә түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурлиған онларчә көчмән қутқузувелинди

измирниң дикили вә қарабурун наһийәлиридә гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә ктишкә мәҗбурланған 82 көчмән қутқузувелинди.

1467924
гиретсийә түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурлиған онларчә көчмән қутқузувелинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи байанат берип, дикили наһийәси деңиз тәвәликидә бир камер кемидә бир түркүм көчмәнләрниң барлиқиниң мәлум қилинишидин кейин районға қутқузуш хадимлириниң йолланғанлиқини, улар гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 42 көчмәнни қутқузуп қуруқлуққа елип чиққанлиқини уқтурди.

қарабурун наһийәси деңиз тәвәликидиму гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 40 көчмән қутқузувелинип, вилайәтлик көчмәнләр идарисиға өткүзүп берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر