зәйтун шехи районида 3 террорчи назарәт астиға елинди

сүрийәниң зәйтун шехи һәрбий һәрикити районида террорлуқ тәшкилати п к к / п й д әзаси 3 террорчи қолға чүшүрүлди.

1467478
зәйтун шехи районида 3 террорчи назарәт астиға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тивиттер адреси арқилиқ байанат берип, «зәйтун шехи һәрбий һәрикити райониниң хатирҗәм, тинч муһитиға бузғунчилиқ қилиш мәқситидә террорлуқ паалийәтлири билән шуғулланғанлиқи ениқланған п к к / п й д әзаси 3 террорчи назарәт астиға елинди. әскәрлиримиз районниң хатирҗәмлик вә аманлиқиниң бузулушиға йол қоймайду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر