айасофйа җамәси аридин 86 йил өткәндә ибадәткә ечиветилди

айасофйа җамәси бүгүн (2020-йили 24-ийул) оқулған җүмә намизи билән, аридин 86 йил өткәндә қайтидин ибадәткә ечилди.

1461388
айасофйа җамәси аридин 86 йил өткәндә ибадәткә ечиветилди
erdogan.jpg
ali erbas.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған айасофйаи кәбир җамии шәрифкә кәлди.

у җүмә намизидин бурун қуран кәрим тилавәт қилди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбул кисиклидики өйидин чиқип саәт 12:00 әтрапида айасофйа мәйданиға йетип кәлди. у мәйданда кишиләрниң қизғин алқишлири билән қарши елинди.

түркийә диний ишлар идарисиниң башлиқи әли әрбаш тәрипидин қарши елинди вә җамәгә айасофйаи кәбир җамии шәриф тәрәптин кирди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп, муавин җуһмур рәис фуат октай, миллийәтчи һәрикәт партийәсиниң башлиқи дәвләт бағчәлиму айасофйа җамәсигә кәлди.

рәҗәп таййип әрдоған диний ишлар идариси орунлаштурған пирограммида, қуран кәрим тилавитини аңлиди.

айасофйа җамәсиниң төт муәззини җамәниң төт мунарида салат оқуди. әрдоған мунарлардин җараңлиған салатлардин кейин, сүрә фатиһәни вә сүрә бәқәрәниң алдинқи бәш айитини оқуди.

җамаәт диний ишлар идарисиниң башлиқи әли әрбашқа әгишип дуа қилди.

әли әрбаш сүннәт намизидин кейин, хутбә оқуди.

у хутбидә: «хәлқимизниң чоңқур йүрәк йарисиға айланған һәсирити ахирлашти, әлиһәмдулиллаһ. аллаһқа һәмдусаналар болсун.

айасофйаниң ибадәткә ечилиши мәсҗиди әқса билән йәр йүзидики барлиқ мәһзун мәсҗидләрниң вә мәзлум мөминләрниң җан сүйигә еришиши болуп һесаблиниду. айасофйа җамәсиниң ишиклири, башқа җамәлиримизниңкигә охшаш, айримичилиқ қилинмастин аллаһниң барлиқ қуллириға ечиветилиду. айасофйа җамәсиниң мәниви атмосферасида етиқадқа, ибадәткә, тарихқа вә тәпәккурға созулған йолучилқ, иншааллаһ үзүлмәй давамлишиду» деди.

у хутбидин кейин пәрз намизида имамлиқ қилди.

айасофйа җамәсиниң ибадәткә ечилиши, иҗтимаий таратқу мунбәрлиридиму қизиқ темиға айланди вә һәмбәһирләнгән учурлар твиттерда биринчи орунға өтти.

җамәниң ечилиш мурасими телевизийә қаналлиридин башқа таратқу мунбәрлиридә нәқ мәйдандин тарқитилди.

пирограмма, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң шәхсий твиттер адресида вә айасофйаи кәбир җамии шәриф нами астида ечилған твиттер адреслирида тарқитилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر