айасофйани ибадәткә ечиш пирограммисиниң тәпсилати елан қилинди

айасофйа җамәси аридин 86 йил өткәндин кейин 24 – ийул җүмә күни ибадәткә ечилиду.

1457035
айасофйани ибадәткә ечиш пирограммисиниң тәпсилати елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: җамәниң қайтидин ибадәткә ечилиши җәрйанида алди билән қуран кәрим тилавәт қилиниду, андин намазға турулиду.

ковид – 19 тәдбирлири даирисидә җамәниң ичигә аз санда адәмниң киришигә рухсәт қилиниду. җамәниң сиртида болса, җамаәт иҗтимаий арилиқни сақлаш түзүмигә риайә қилған һалда намаз өтийәләйду؛ намазға дийанәт ишлири башқармиси башлиқи әли әрбашниң имам болуши күтүлмәктә.

хәлқ султан әһмәд мәйданидиму ибадәтлирини ада қилалайду؛ мәйданға кәлгән җамаәткә маска, дезинфексийә суйуқлуқи вә җайнамаз тарқитип берилиду.

истанбул валийлиқ мәһкимисиниң тәййарлиқ йиғинида ечилиш күни йолға қойулидиған тәдбирләр бекитилди. чиқирилған қарарға асасән, 24 – ийулда султанәһмәд мәйдани вә әтрапида аманлиқни көздә тутуп тақиветилиду. йолға аптомобилларниң киришигә йоқ қойулмайду, трамвай қатнимайду. мәйданда 17 миң сақчи вәзипә өтәйду.

түркийә җумһурийити дөләт ишлири мәһкимиси 10 – башқармиси, айасофйаниң җамәдин музейға өзгәртилишигә мунасивәтлик 1934 – йили 24 – нойабирда чиқирилған ички кабинит қарарини әмәлдин қалдурғаниди؛ мәһкиминиң бу қарариға асасән айасофйада ибадәт қилишниң йоли ечилғаниди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, «тәййарлиқларни сүрәт билән тамамлап, 2020 – йили 24 – ийул җүмә күни җүмә намизи билән бирликтә айасофйани ибадәткә ечишни пиланлаватимиз» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر