«айасофйа адаққичә җамә вә аләмшумул мәдәнийәт мираси сүпитидә қалиду»

адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик айасофйаниң адаққичә җамә вә аләмшумул дунйа мираси сүпитидә қалидиғанлиқини ейтти.

1454534
«айасофйа адаққичә җамә вә аләмшумул мәдәнийәт мираси сүпитидә қалиду»

түркийә авази радийоси хәвири: у бу һәқтә елан қилған байанатида, айасофйаниң барлиқ алаһидиликлириниң қоғдилидиғанлиқини вә буниңдин кейин техиму йахши муһапизәт қилинидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «айасофйа җамә вә аләмшумул дунйа мирасиниң изналири бесилған муқәддәс җай сүпитидә адаққичә көркәм алаһидиликини сақлап қалиду. бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип , илим-пән вә мәдәнийәт оргини (UNESCO) мәсуллири шуни билиши керәкки, айасофйаниң дунйави мирасиниң қоғдилиши мәсилисидә түркийә һәр җәһәттин һәмкарлиқ орнитишқа тәййардур. айасофйа UNESCO ниң мәдәнийәт мираслири тизимликидин чиқириливетиду, дәп ойлимаймиз. чүнки бу тизимлик билән айасофйа шәрәпләнмәйду, әксичә, бу тизимлик айасофйа билән шәрәпләнгәндур.»

гиретсийәниң айасофйаниң ибадәткә ечиветилишигә қарита инкаси тоғрулуқ тохталған чәлик, мундақ дәп көрсәтти: «пайтәхтидә җамә болмиған бирдинбир йавропа иттипақи дөлити гиретсийәдур. дәрвәқә, гиретсийә османли империйәсидин қалған җамәләргә вә йадикарлиқларға һөрмәтсизлик қилишта биринчи болған бир дөләттур. әслидә, гиретсийә бу һәқтә һеч байанат елан қилмаслиққа тегишлик дөләттур.»

айасофйа өткән һәптә дөләт мәҗлисиниң қарари арқилиқ қайтидин ибадәткә ечилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر