идлибта түркийә билән русийә бирликтә чарлаш елип барди
сүрийәниң идлибтики M4 йуқири сүрәтлик ташйолида 20 – қетимлиқ түркийә - русийә бирләшмә қуруқлуқ чарлиши елип берилди.
1451117
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи идлибтики M4 йуқири сүрәтлик ташйолида түркийә-русийә қисимлириниң чарлаш елип барғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.
дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған бу һәқтики байанатта: «түркийә - русийә рамка келишими даирисидә, идлибтики M4 йуқири сүрәтлик ташйолида бәлгиләнгән айн әлһавр линйәсиниң һәммисидә, түркийә билән русийә һәм қуруқлуқтин, һәм һавадин 20 – қетимлиқ бирләшмә чарлашни әмәлгә ашурди» дейилди.