мустафа шәнтоп түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәисликигә қайтидин сайланди

адаләт вә тәрәққийат партийәси тәкиртағ парламент әзаси мустафа шәнтоп түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) омумий кеңишиниң үчинчи басқучлуқ беләт ташлишида 328 авазға еришип, қайтидин парламент башлиқи болуп сайланди.

1451038
мустафа шәнтоп түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәисликигә қайтидин сайланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) омумий кеңишиниң үчинчи басқучлуқ беләт ташлашқа 557 парламент әзаси қатнашти.

сайламда адаләт вә тәрәққийат партийәси тәкиртағ парламент әзаси мустафа шәнтоп 328 авазға, җумһурийәт хәлқ партийәси әнқәрә парламент әзаси халук коч 134 авазға, хәлқләрниң демократийә партийәси истанбул парламент әзаси әрол катироғлу 51 авазға вә ийи (йахши) партийәси ғазиантәп парламент әзаси имам һүсәйин филиз 37 авазға еришти. 7 беләт инавәтсиз һесабланди.

буниңға асасән, мустапа шәнтоп үчинчи басқучлуқ беләт ташлашта, омумий әза саниниң мутләқ көпчилики болған 301 дин артуқ авазға еришип, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ниң башлиқлиқиға қайтидин сайланди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қайтидин түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ниң башлиқи болуп сайланған мустапа шәнтопқа телефон қилип, уни тәбриклиди.

җумһур рәислик учур – алақә идариси бу һәқтә елан қилған байанатта, әрдоғанниң йәнә парламент башлиқи шәнтопқа тәбрик телеграммиси йоллиғанлиқи вә мувәппәқийәт тилигәнлики билдүрүлди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر