тутуш буйруқи чиқирилғанлар тизимликидики террорчилардин бири бир тәрәп қилинди

тунҗәлидә үстидин тутуш буйруқи чиқирилғанлар тизимликиниң күлрәң катерийәсидә исми бар бир террорчи бир тәрәп қилинди.

1448788
тутуш буйруқи чиқирилғанлар тизимликидики террорчилардин бири бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: тунҗәлидә жандарма қисимлири тәрипидин бир тәрәп қилинған п к к террорлуқ тәшкилати әзаси икки террорчиниң бириниң үстидин тутуш буйруқи чиқирилғанлар тизимликиниң күлрәң катерийәсидә исми бар террорчи икәнлики ениқланди.

түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи байанат берип, түнүгүн тунҗәлиниң оваҗик тағлиқ районида хәвпсизлик күчлириниң һава вә қуруқлуқтин зәрбә бериш һәрикити елип берип икки террорчини бир тәрәп қилғанлиқини, террорчилардин бириниң террорлуқ җинайити садир қилғанлар үстидин чиқирилған тутуш буйруқи тизимликидики <қолға чүшүрүлүши йардәм қилғучилар 500 миң түрк лираси мукапат берилидиғанлиқи> елан қилинған бир террорчи икәнликиниң ениқланғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر