түркийәдә йуқум сани изчил төвәнлимәктә

түркийәдә вухән вируси (Kovid-19) ға қарши күрәш тәдбирлири даирисидә хушаллинарлиқ нәтиҗиләрниң қолға келишкә башлишиға әгишип, өлүм вә йуқум нисбити барғансери төвәнлимәктә.

1448643
түркийәдә йуқум сани изчил төвәнлимәктә

түркийә авази радийоси хәвири:  йеқинқи 24 саәт ичидә вухән вируси сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 19 ға чүшти. шуниң билән, «вухән вируси» оттуриға чиққандин буйан қаза қилғанлар сани 5 миң 186 гә йәтти.

бир күн ичидә  52 миң 141 киши тәкшүрүлди, булардин 1 миң 172 кишидә вирус байқалди.

дохтурханидин чиққан 1 миң 313 киши билән қошулуп, сақайғанларниң омумий сани 178 миң 278 гә йәтти.


خەتكۈچ: #вирус , #ваба

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر